7Улар муқәддәс җайиңға от қойди; Өз намиңдики маканни булғап, йәр билән тәң қиливәтти.
8Улар көңлидә: «Биз буларниң һәммисини йоқитайли» дәп, Тәңриниң зиминдики җамаәтгаһлириниң һәр бирини көйдүрүвәтти.
9Бизгә әсләтмә болған мөҗизатларни һеч көрәлмәймиз; Пәйғәмбәрләрму кәлмәскә кәтти; Аримиздиму бу ишларниң қачанғичә болидиғанлиғини билидиған бириси йоқтур.
10Қачанғичә, и Худа, рәқибиң Сени мәсқирә қилиду? Дүшмән намиңни мәңгүгә һақарәтләмду?
11Сән қолуңни, йәни оң қолуңни немишкә тартивалисән? Қолуңни қойнуңдин елип, уларни йоқатқайсән!
12Бирақ Худа қедимдин падишаһим болуп кәлгән, Йәр йүзиниң оттурисида қутқузушларни елип барғучи Удур.