2Өзүң рәнә төләп азат қилған җамаитиңни, Йәни Өз мирасиң болушқа қедимдә уларға һәмҗәмәт болуп қутқузған қәбилини, Өзүң макан қилған Зион теғини ядиңға кәлтүргәйсән!
3Қәдәмлириңни мошу мәңгүлүк хараплиқларға қаратқайсән, Дүшмәнләр муқәддәс җайиңда гумран қилған барлиқ нәрсиләргә қариғайсән;
4Рәқиплириң җамаәтгаһиңниң оттурисида һөр-пөр қилиду; Мөҗизатлар сақланған орунға улар өз туғлирини тикти.
5Һәр бири өзлирини көрситишип, палта ойнитип орман кәскүчидәк,
6Улар һазир муқәддәс җайиңдики нәқишләрни ала қоймай, палта-болқилар билән чеқивәтти;
7Улар муқәддәс җайиңға от қойди; Өз намиңдики маканни булғап, йәр билән тәң қиливәтти.
8Улар көңлидә: «Биз буларниң һәммисини йоқитайли» дәп, Тәңриниң зиминдики җамаәтгаһлириниң һәр бирини көйдүрүвәтти.
9Бизгә әсләтмә болған мөҗизатларни һеч көрәлмәймиз; Пәйғәмбәрләрму кәлмәскә кәтти; Аримиздиму бу ишларниң қачанғичә болидиғанлиғини билидиған бириси йоқтур.
10Қачанғичә, и Худа, рәқибиң Сени мәсқирә қилиду? Дүшмән намиңни мәңгүгә һақарәтләмду?
11Сән қолуңни, йәни оң қолуңни немишкә тартивалисән? Қолуңни қойнуңдин елип, уларни йоқатқайсән!
12Бирақ Худа қедимдин падишаһим болуп кәлгән, Йәр йүзиниң оттурисида қутқузушларни елип барғучи Удур.
13Сән деңиз сүйини күчүң билән бөлдуң, Сулардики әҗдиһаларниң башлирини ярдиң.
14Деңиздики левиатанниң башлирини чеқип, Униң гөшини озуқ қилип чөлдики явайиларға бөлүп бәрдиң.
15Йәрни йерип булақларни, ериқларни аққуздуң, Сән тохтимай еқиватқан дәрияларни қурутувәттиң.