1Асаф язған «Масқил»: — И Худа, Сән немишкә мәңгүгә бизни ташливәттиң? Немишкә ғәзивиңни түтүн чиқарғандәк Өз яйлиғиңдики қойлириңға чиқирисән?
2Өзүң рәнә төләп азат қилған җамаитиңни, Йәни Өз мирасиң болушқа қедимдә уларға һәмҗәмәт болуп қутқузған қәбилини, Өзүң макан қилған Зион теғини ядиңға кәлтүргәйсән!
3Қәдәмлириңни мошу мәңгүлүк хараплиқларға қаратқайсән, Дүшмәнләр муқәддәс җайиңда гумран қилған барлиқ нәрсиләргә қариғайсән;
4Рәқиплириң җамаәтгаһиңниң оттурисида һөр-пөр қилиду; Мөҗизатлар сақланған орунға улар өз туғлирини тикти.