1Асаф язған күй: — Дәрвәқә Худа Исраилға, Қәлби сап болғанларға меһривандур;
2Лекин өзүм болсам, путлишип жиқилип чүшүшкә тасла қалдим; Аяқлирим тейилип кәткили қил қалди;
3Чүнки рәзилләрниң ронақ тапқанлиғини көрүп, Һакавурларға һәсәт қилдим;
4Чүнки улар өлүмидә азаплар тартмайду, Әксичә тени мәзмут вә сағлам туриду.
5Улар инсанға хас җапани көрмәйду, Яки хәқләрдәк балаю-апәткә учримайду.