Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур - Зәбур 71

Зәбур 71:3-17

Help us?
Click on verse(s) to share them!
3Тағлар хәлиққә теч-аманлиқ елип келиду, Едирлиқларму һәққанийлиқ билән шундақ қилиду.
4Падишаһ хәлиқ арисидики езилгәнләргә адил һөкүмләрни чиқириду; У намратларниң балилирини қутқузиду, Залимларни битчит қилиду.
5Шундақ болғанда күн вә ай йоқ болуп кәтмисила, Әвлаттин-әвлатқа хәлиқ Сәндин әйминиду.  
6У болса гоя йеңидин орған отлаққа яққан ямғурдәк, Йәр суғиридиған һөл-йеғинлардәк чүшиду.
7Униң күнлиридә һәққанийлар ронақ тапиду; Ай йоқ болғичә теч-аманлиқ тешип туриду.
8У деңиздин-деңизларғичә, Әфрат дәриясидин йәр йүзиниң чәтлиригичә һөкүм сүриду.
9Чөл-баяванда яшаватқанлар униң алдида баш қойиду; Униң дүшмәнлири топиларни ялайду.
10Таршишниң вә аралларниң падишаһлири униңға һәдийәләр тәқдим қилиду, Шеба вә Себаниң падишаһлириму соғатлар суниду.
11Дәрвәқә, барлиқ падишаһлар униң алдида сәҗдә қилиду; Пүткүл әлләр униң хизмитидә болиду;
12Чүнки у пәряд көтәргән йоқсулларни, Панаһсиз езилгәнләрни қутулдуриду;
13У йоқсул-аҗизларға ичини ағритиду, Йоқсулларниң җенини қутқузиду;
14Уларниң җенини зулум-зомигәрликтин һөрлүккә чиқириду, Уларниң қени униң нәзиридә қиммәтликтур.
15Падишаһ яшисун! Шебаниң алтунлиридин униңға сунулиду; Униң үчүн дуа тохтавсиз қилиниду; Униңға күн бойи бәхит тилиниду;
16Йәр йүзидики һосул мол болиду, Һәтта тағ чоққилиридиму шундақ болиду. Миғ-миғ чүшкән мевиләр Ливандики орманлардәк тәвриниду; Шәһәрдикиләр болса даладики от-йешиллиқтәк гүллиниду;
17Униң нами мәңгүгә өчмәйду, Униң нами қуяш йоқалғичә туриду; Адәмләр униң билән өзлиригә бәхит тиләйду, Барлиқ әлләр уни бәхитлик дәп атишиду.

Read Зәбур 71Зәбур 71
Compare Зәбур 71:3-17Зәбур 71:3-17