2Өз һәққанийлиғиңда мени қутулдурғайсән; Маңа қулақ салғайсән, Мени қутқузғайсән!
3Маңа өзүм дайим панаһлинидиған туралғу қорам таш болғайсән; Сән мени қутқузушқа буйруқ чүшүргәйсән; Чүнки Сән егиз тешим, қорғинимдурсән.
4Худайим, мени рәзилләрниң қолидин, Һәққанийәтсиз, рәһимсиз адәмдин азат қилғайсән;
5Чүнки Сән мениң үмүтүмдурсән, и Рәб Пәрвәрдигар, Яшлиғимдин тартипла мениң таянчимдурсән;