25Қәһриңни уларниң үстигә чүшүргәйсән, Ғәзивиңниң отлири уларға туташқай;
26Уларниң макани харабә болғай, Чедирлири чөлдәрәп қалғай;
27Чүнки улар Сән урғанға техиму зиянкәшлик қилмақта; Сән зәхимләндүргәнләрниң азавиға гәп билән азап қошмақта.
28Уларниң гунайиға гуна қошқайсән, Һәққанийлиғиңниң несивисигә уларни ериштурмигәйсән.
29Улар һаятлиқ дәптиридин өчүрүлгәй; Һәққанийларниң қатариға пүтүлмигәй.
30Бирақ мән болсам бир езилгән дәрдмән; Ниҗатлиғиң, и Худа, мени жуқуриға көтирип қутқузғай;
31Мән мунаҗат оқуп Худаниң намини мәдһийиләймән; Тәшәккүрләр билән уни улуқлаймән;
32Бу болса Пәрвәрдигарни хурсән қилиш үчүн, Өкүз тәқдим қилғандин әвзәлдур; Мүңгүз-туяқлири сақ топақ бәргәндинму артуқтур.
33Югаш мөминләр буни көрүп хошал болиду; Худани издигәнләр — Қәлбиңлар йеңилиниду.
34Чүнки Пәрвәрдигар йоқсулларниң илтиҗасини аңлайду, Өзигә тәвә әсир қилинғанларни у кәмситмәйду;