Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур - Зәбур 64

Зәбур 64:4-6

Help us?
Click on verse(s) to share them!
4Гуналиқ ишлар, асийлиқлиримиз, Кәлкүн басқандәк мәндин ғалип келиду; Лекин Сән уларни йепип кәчүрүм қилисән;
5Сән таллап Өзүңгә йеқинлаштурған киши немидегән бәхитлик! У һойлилириңда маканлишиду; Бизләр Сениң маканиңниң, йәни муқәддәс ибадәтханаңниң бәрикитидин қанаәт тапимиз;
6Сән һәққанийлиқни намайән қилидиған карамәт вә дәһшәт ишлар билән бизгә җавап, И ниҗатлиғимиз болған Худа, Пүткүл йәр-деңизларниң чәт-чәтлиридикиләргичә таянчи Болғучи!

Read Зәбур 64Зәбур 64
Compare Зәбур 64:4-6Зәбур 64:4-6