9Мениң җеним Саңа чиң чаплишип маңиду, Сениң оң қолуң мени йөлимәктә.
10Бирақ җенимни йоқитишқа издәватқанлар йәр тәктилиригә чүшүп кетиду.
11Уларниң қени қилич тиғида төкүлиду, Улар чилбөриләргә йәм болиду.
12Лекин падишаһ Худадин шатлиниду; Униң нами билән қәсәм қилғанларниң һәммиси роһлинип шатлиниду; Чүнки ялған сөзлигүчиләрниң зувани тувақлиниду.