4Чүнки мана, улар җенимни елиш үчүн пайлимақта, Зораванлар маңа қарши топ болушуп қәстләшмәктә; Бу қилғини мәндә болған бирәр асийлиқ үчүн әмәс, Яки гунайим үчүн әмәс, и Пәрвәрдигар;
5Мәндә һеч сәһвәнлик болмисиму, улар жүгүрүп маңа қарши сәп салиду; Мениң ярдимимгә келишкә ойған, Һалимни нәзириңгә алғайсән.
6И Пәрвәрдигар, самавий қошунларниң Сәрдари болған Худа, Исраилниң Худаси, Барлиқ әл-жутларни сотлап-җазалашқа орнуңдин турғайсән; Қәстләшни нийәт қилғүчиларниң һеч қайсисиға рәһим қилмиғайсән. Селаһ.
7Улар кечиси қайтип келип, ғалҗир ишттәк ғаж-ғуж қилип, Шәһәрни айлинип лағайлап жүрмәктә.
8Қара, уларниң ағзидин еқиватқан шөлгәйлирини! Ләвлиридин қиличлар чиқип туриду; Улар: «Ким аңлиялайду?» — дәйду.