4Рәзилләр анисиниң қосиғидила езип кетиду; Улар туғулупла йолдин адишип, ялған сөзләйду.
5Уларниң зәһири иланниң зәһиридур; Улар өз қулиқини пүтүк қилған гас кобра иландәк,
6Мәйли иланчилар шунчә чирайлиқ сеһирлисиму, У нәй авазиға қәтъий қулақ салмайду.
7И Худа, уларниң ағзидики чишлирини сундурувәткәйсән! Мошу яш ширларниң тоңкай чишлирини чеқивәткәйсән, и Пәрвәрдигар!