6Сениң алдиңда, пәқәт Сениң алдиңдила гуна өткүзүп, Нәзириңдә рәзил болған ишни садир қилдим; Шу вәҗидин, Сән мени әйипләп сөзлисәң, адиллиғиң испатлиниду; Мени сорақ қилғиниңда, Өзүңниң паклиғи испатлиниду.
7Мана, мән туғулғинимдила, яманлиқта едим, Анамниң қарнида пәйда болғинимдила мән гунада болдум.
8Бәрһәқ, Сән адәмләрниң чин қәлбидин сәмимийлик тәләп қилисән; Ичимдики йошурун җайлиримда Сән маңа даналиқни билдүрисән.
9Мени гуналиримдин зофа билән тазилиғайсән, Һәм мән пак болимән; Мени пакпакиз жуйғайсән, мән қардинму ақ болимән.
10Маңа шат-хурам авазларни аңлатқайсән; Шуниң билән Сән әзгән устиханлирим йәнә шатлиниду.
11Гуналиримдин чирайиңни йошуруп, Яманлиқлиримни өчүривәткәйсән.