10Чүнки орманлиқлардики барлиқ һайванатлар Маңа мәнсуптур, Миңлиған тағдики мал-варанларму Мениңкидур;
11Тағлардики пүтүн учар-қанатларни билимән, Даладики барлиқ җаниварлар Мениңкидур.
12Қарним ачсиму саңа ейтмаймән; Чүнки аләм вә униңға толған һәммә нәрсиләр Мениңкидур.