9Сениң кийимлириңдин мурмәкки, муәттәр вә дарчин һиди келиду; Пил чиши сарайлиридики сазәндиләрниң тарлиқ сазлири сени хурсән қилиду.
10Падишаһларниң мәликилири һөрмәтлик кенизәклириңниң қатаридидур; Ханишиң Офирдики сап алтун зибу-зинәтләрни тақап оң қолуңда туриду;
11«Аңлиғин, и қизим, көргин, сөзлиримгә қулақ салғин; Өз қәбиләң вә ата җәмәтиңни унтуп қал!
12Шуниң билән падишаһ гөзәл җамалиңға мәптун болиду; У сениң ғоҗаң, сән униңға сәҗдә қил».
13Тур шәһириниң қизи алдиңда соға билән һазир болиду; Халайиқ арисидики байлар сениң шапаитиңни күтиду;
14Шаһанә қизниң ички дунияси пүтүнләй парлақтур, Униң кийимлириму зәр билән кәштиләнгән;
15У кәштилик кийимләр билән падишаһниң һозуриға кәлтүрүлиду; Кәйнидин униңға қолдаш кенизәкләрму биллә йениңға елип келиниду;