4И бүйүк болғучи, Қиличиңни асқин йениңға, Һәйвитиң вә шану-шәвкитиң билән!
5Һәқиқәт, кәмтәрлик һәм адаләтни алға сүрүшкә атланғиниңда, Шану-шәвкәт ичидә ғәлибә билән алға бас! Шуниң билән оң қолуң өзүңгә карамәт қорқунучлуқ ишларни көрситиду!
6Сениң оқлириң өткүрдур, Улар падишаһниң дүшмәнлириниң жүригигә санҗилиду; Пүтүн әлләр айиғиңға жиқитилиду.
7Сениң тәхтиң, и Худа, әбәдил-әбәтликтур; Падишаһлиғиңдики Шаһанә һасаң, адаләтниң һасисидур.
8Сән һәққанийлиқни сөйүп, рәзилликкә нәпрәтлинип кәлгәнсән; Шуңа Худа, йәни сениң Худайиң, сени һәмраһлириңдин үстүн қилип шатлиқ мейи билән мәсиһ қилди.
9Сениң кийимлириңдин мурмәкки, муәттәр вә дарчин һиди келиду; Пил чиши сарайлиридики сазәндиләрниң тарлиқ сазлири сени хурсән қилиду.
10Падишаһларниң мәликилири һөрмәтлик кенизәклириңниң қатаридидур; Ханишиң Офирдики сап алтун зибу-зинәтләрни тақап оң қолуңда туриду;