5Тәкәббурлардин ярдәм издимәйдиған, Ялғанчилиққа езип кәтмәйдиған, Бәлки Пәрвәрдигарни өз таянчиси қилған киши бәхитликтур!
6И Пәрвәрдигар Худайим, Сениң биз үчүн қилған карамәтлириң вә ой-нийәтлириңни барғансери көпәйтип, сан-санақсиз қилғансән, Кимму уларни бир-бирләп һесаплап Өзүңгә рәхмәт қайтуруп болалисун! Уларни сөзләп баштин-ахир баян қилай десәм, Уларни санап түгитиш мүмкин әмәс.
7Нә қурбанлиқ, нә аш һәдийәләр Сениң тәләп-арзуюң әмәс, Бирақ Сән маңа сәзгүр қулақларни ата қилдиң; Нә көйдүрмә қурбанлиқ, нә гуна қурбанлиғини тәләп қилмидиң;