Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур - Зәбур 39

Зәбур 39:3-6

Help us?
Click on verse(s) to share them!
3У мени һалакәт орикидин, Шундақла патқақ лайдин тартивалди, Путлиримни уюлташ үстигә турғузуп, Қәдәмлиримни мустәһкәм қилди.
4У ағзимға йеңи нахша-мунаҗатни, Йәни Худайимизни мәдһийиләшләрни салди; Нурғун хәлиқ буни көрүп, қорқиду, Һәм Пәрвәрдигарға тайиниду.
5Тәкәббурлардин ярдәм издимәйдиған, Ялғанчилиққа езип кәтмәйдиған, Бәлки Пәрвәрдигарни өз таянчиси қилған киши бәхитликтур!
6И Пәрвәрдигар Худайим, Сениң биз үчүн қилған карамәтлириң вә ой-нийәтлириңни барғансери көпәйтип, сан-санақсиз қилғансән, Кимму уларни бир-бирләп һесаплап Өзүңгә рәхмәт қайтуруп болалисун! Уларни сөзләп баштин-ахир баян қилай десәм, Уларни санап түгитиш мүмкин әмәс.

Read Зәбур 39Зәбур 39
Compare Зәбур 39:3-6Зәбур 39:3-6