10Бүйүк җамаәт арисида туруп мән һәққанийлиқни җакалидим; Мана буларни өзүмдә қилчә елип қалғум йоқтур, И Пәрвәрдигар, Өзүң билисән.
11Һәққанийлиғиңни қәлбимдә йошуруп жүрмидим; Вападарлиғиңни вә ниҗатлиғиңни җакалидим; Өзгәрмәс муһәббитиң вә һәқиқитиңни бүйүк җамаәткә һеч йошурмастин баян қилдим.