5|ג| Йолуңни Пәрвәрдигарға аманәт қил; Униңға таян, У чоқум тилигиңни иҗабәт қилиду.
6|ד| У һәққанийлиғиңни нурдәк, Адалитиңни чүштики қуяштәк чақнитиду.
7|ד| Пәрвәрдигарниң алдида тинич болуп, Уни сәвирчанлиқ билән күт; Һарамдин ронақ тапқан адәм түпәйлидин, Яман нийәтлири ишқа ашидиған киши түпәйлидин өзүңни көйдүрмә.
8|ה| Аччиғиңдин ян, ғәзәптин қайт, Өзүңни көйдүрмә; У пәқәт сени яманлиққа елип бариду.
9Чүнки яманлиқ қилғучилар зиминдин үзүп ташлиниду; Пәрвәрдигарға тәлмүрүп күткәнләр болса, Зиминға егидарчилиқ қилиду.