Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур - Зәбур 35

Зәбур 35:3-12

Help us?
Click on verse(s) to share them!
3Чүнки у өз-өзини махтайдуки, У өз-өзигә: — «Мәндә гуна тепилмас, қилғиним жиркиничлик иш әмәстур!» — дәйду.
4Ағзидики сөзләр қәбиһлик вә һейлигәрликтур; Пәзиләтлик иш қилиш параситидин у аллибурун мәһрумдур.
5У орнида ятқандиму гунани көзләйду; У дурус болмиған йолға меңишни ирадә қилиду; Яманлиқтин һеч нәпрәтләнмәйду.
6И Пәрвәрдигар, өзгәрмәс муһәббитиң әршләргә тақишиду; Һәқиқәт-садиқлиғиң булутларға йетиду!
7Һәққанийлиғиң бүйүк тағлардәк, Һөкүмлириң тилсиматлиқ чоңқур деңизлардәктур. И Пәрвәрдигар, Сән адәмләр вә һайванларни сақлиғучидурсән;
8Сениң өзгәрмәс муһәббитиң нәқәдәр қиммәтликтур, и Худа! Шуңа инсан балилири қанатлириң сайисидә панаһлиниду.
9Улар өйүңдики мол дәстихандин тойғичә бәһримән болиду; Сән уларға һозур-һалавәтлириңниң дәриясидин ичкүзисән.
10Чүнки Сәндила бардур һаятлиқ булиқи; Нуруңда болуп нурни көримиз.
11Аһ, Өзүңни тонуп, билгәнләргә муһәббитиңни, Көңли дурусларғиму һәққанийлиғиңни көрситишни давамлаштурғайсән.
12Тәкәббурларниң путиниң маңа һуҗум қилишиға йол қоймиғайсән; Рәзилләрниң қоли мени орнумдин қоғливәтмисун;

Read Зәбур 35Зәбур 35
Compare Зәбур 35:3-12Зәбур 35:3-12