5Улар гоя шамалда учқан самандәк тозуп кәткәй; Пәрвәрдигарниң Пәриштиси уларни тарқитивәткәй!
6Уларниң йоли қараңғу вә тейилғақ болғай, Пәрвәрдигарниң Пәриштиси уларни қоғливәткәй!
7Чүнки улар маңа орунсиз ора-қапқан тәйярлиди; Җенимни сәвәпсиз елишқа улар уни колиди.
8Һалакәт туйдурмастин уларниң бешиға чүшкәй, Өзи йошурун қурған торға өзи чүшкәй, Һалакәткә жиқилғай.
9У чағда җеним Пәрвәрдигардин сөйүниду, Униң ниҗатлиқ-қутқузушидин шатлиниду!
10Мениң һәммә устиханлирим: — «И Пәрвәрдигар, кимму Саңа тәңдаш келәлисун?» — дәйду, — «Сән езилгән мөминләрни күчлүкләрниң чаңгилидин, Езилгәнләр һәм йоқсулларни уларни булиғучилардин тартивелип қутқузисән».
11Явуз, ялған гувачилар қопуп, Хәвирим болмиған гуналар билән үстүмдин шикайәт қилмақта.
12Улар мениң яхшилиғимға яманлиқ қилип, Мени панаһсиз житим қилип қойған еди!