17И Рәб, қачанғичә пәрва қилмайсән? Җенимни уларниң һалакитидин қутқузғайсән, Мениң бирдин-бир һаятимни мушу житқуч ширларниң ағзидин тартивалғайсән!
18Зор җамаәт арисида мән Саңа тәшәккүр ейтимән; Нурғунлиған хәлиқ арисида Сени мәдһийиләймән.
19Ялған сәвәп билән маңа рәқип болғанларни үстүмдин шатландурмиғайсән; Мәндин сәвәпсиз нәпрәтләнгәнләрни өз ара көз қисиштурмиғайсән!
20Улар достанә сөз қилмайду, Зиминдики течлиқпәрвәрләргә питнә-иғва тоқумақта.
21Улар маңа қарап еғизини йоған ечип: «Вай-вай! Күткүнимизни өз көзимиз билән көрүвалдуқ!» — дейишиду.