3|ב| Қәлбим Пәрвәрдигарни иптихарлинип мәдһийәләйду, Мөминләр буни аңлап шатлиқта болиду.
4|ג| Мән билән биллә Пәрвәрдигарни улуқлаңлар, Бирликтә Униң намиға мәдһийиләр яңритайли.
5|ד| Пәрвәрдигарни издидим, У мениң дуайимни иҗабәт қилди, Мени басқан барлиқ вәһимә-қорқунучлиримдин қутқузди.
6|ה| Мөминләр Униңға тәлмүрүп нурланди; |ו|Йүзлири йәргә қаритилмиди.
7|ז| Мән пеқир-бечарә Униңға нида қилди, Пәрвәрдигар аңлап, мени һәммә аваричиликләрдин қутқузди.