4Чүнки Пәрвәрдигарниң сөзи бәрһәқтур; Униң барлиқ ишлири вәдилиригә садақәтликтур.
5У һәққанийәт һәм адаләтни яхши көргүчидур; Йәр-зимин Пәрвәрдигарниң меһриванлиғи билән толғандур.
6Пәрвәрдигарниң сөзи билән асманлар яритилған, Униң ағзидики нәпәс билән уларниң барлиқ қошунлиримуяритилғандур;
7У деңиздики суларни бир йәргә жиғип догилайду; У океанларни амбарлар ичидә сақлап туриду;
8Пүткүл йәр йүзидикиләр Пәрвәрдигардин әймәнсун; Дуниядики пүтүн җан егилири Униңдин қорқуп, һөрмәтлисун;
9Чүнки Униң бир сөзи биләнла иш пүттүрүлгән еди; Униң бир әмри биләнла дегәнлири бәрпа қилинған еди.
10Пәрвәрдигар әлләрниң пиланини тосиветиду; У қовмларниң хияллирини бекар қиливетиду.
11Пәрвәрдигарниң несиһәти мәңгүгә туриду; Қәлбидики ойлири дәвирдин-дәвиргә ишқа ашурулиду.