1Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: — Сән Пәрвәрдигарни, мән башпанаһ қилдим; Мени һеч қачан йәргә қаритип қоймиғайсән; Өз һәққанийлиғиң билән мени азат қилип қутқузғайсән;
3Маңа қулақ салғайсән, мени тезрәк қутқузувалғайсән; Маңа қорам таш, Өзүмни қоғдайдиған қорғанлиқ қәлъә болғайсән.
4Чүнки Сән мениң уюлтешим, мениң қорғинимдурсән; Шуңа Өз намиң үчүн мени йетәклигәйсән, мени башлиғайсән.
5Маңа йошурун селинған қапқантин қәдәмлиримни тартқайсән; Чүнки Сән мениң башпанаһимдурсән.
6Мән роһумни қолуңға тапшурдум; Сән маңа ниҗатлиқ қилип һөрлүккә чиқарғансән, и Пәрвәрдигар, һәқ Тәңри.
7Ялған илаһларға чоқунидиғанлардин жиркинип кәлдим; Мән болсам Пәрвәрдигарға етиқат қилимән.
8Өзгәрмәс муһәббитиң билән хошал болуп шатлинимән; Чүнки мениң харлиғимни көрдүңсән; Җенимниң азап-оқубәтлиридин хәвәр таптиң.
9Мени дүшмәнлиримниң қолиға чүшүрмидиң, Бәлки путлиримни кәңри җайға турғуздуң.