3Мени рәзилләр вә қәбиһлик қилғучилар билән биллә ташливәтмигәйсән; Улар ағзида йеқинлири билән достанә сөзләшсиму, Көңлидә өчмәнлик бардур.
4Уларниң қилмишлириға қарап, Ишлириниң яманлиғиға қарап иш тутқайсән; Қолиниң қилғанлири бойичә өзлиригә яндурғайсән; Тегишлик җазани өзлиригә қайтурғайсән.
5Чүнки улар нә Пәрвәрдигарниң қилғанлирини, Нә қоллириниң ишлигәнлирини һеч нәзиригә алмайду, Пәрвәрдигар уларни ғулитип, қайтидин баш көтәргүзмәйду.