6Улар Саңа нида қилишлири билән қутулған; Саңа тайиниш билән уларниң үмүти һеч йәрдә қалған әмәс.
7Бирақ мән болсам адәм әмәс, бир қурутмән, Инсан тәрипидин төһмәт билән рәсвайиаләм қилинғанмән, Халайиқ тәрипидин кәмситилгәнмән.
8Мени көргәнләрниң һәммиси мазақ қилип күлиду, Башлирини силкишип ағзилирини пүрүштүрүп:
9«У Пәрвәрдигарға өзини тапшурған әмәсму?! Әнди Пәрвәрдигар уни қутқузсун! Пәрвәрдигар униңдин хурсән болса әгәр, Уни қутулдурсун!» — дейишиду.
10Бирақ мени апамниң қосиғидин чиқарғучи өзүңдурсән; Һәтта әмчәктики вақтимдиму мени өзүңгә таяндурғансән;