3Худайим, күндүздә нида қилдим, лекин Сән һеч җавап қилмайсән; Кечидиму мән шундақ пәряд қилиштин арам алалмаймән.
4Бирақ и Исраилниң мәдһийилирини өз маканиң қилғучи, Сән дегән пак-муқәддәстурсән!
5Ата-бовилиримиз сени таянчи қилған, Улар саңа таянған, сән уларни қутқузған.
6Улар Саңа нида қилишлири билән қутулған; Саңа тайиниш билән уларниң үмүти һеч йәрдә қалған әмәс.
7Бирақ мән болсам адәм әмәс, бир қурутмән, Инсан тәрипидин төһмәт билән рәсвайиаләм қилинғанмән, Халайиқ тәрипидин кәмситилгәнмән.