5У Сәндин өмүр тилисә, Сән униңға бәрдиң, Йәни узун күнләрни, таки әбәдил-әбәтгичә бәрдиң.
6У Сениң бәргән ғәлибә-ниҗатлиғиңдин зор шәрәп қучти; Сән униңға иззәт-һәйвәт һәм шану-шәвкәт қондурдуң.
7Сән униң өзини мәңгүлүк бәрикәтләр қилдиң; Дидариңниң шатлиғи билән уни зор хурсән қилдиң;
8Чүнки падишаһ Пәрвәрдигарға тайиниду; Һәммидин Алий Болғучиниң өзгәрмәс муһәббити билән у һеч тәврәнмәйду.