4Адәм балилириниң һаяттики ишлирида, Ләвлириңдин чиққан сөзләр билән зораванларниң йоллиридин өзүмни нери қилдим.
5Мениң қәдәмлирим йоллириңдин чиқмиған, Путлирим тейилип кәтмигән.
6Мән Саңа илтиҗа қилдим, Чүнки тиләклиримни иҗабәт қилисән, и Тәңрим; Маңа қулақ салғин, Сөзлиримни аңлиғин.
7И, Өзүңгә таянғанларни қарши чиққучилардин оң қолуң билән Қутқузғучи, Карамәтлириңни көрситип, өзгәрмәс муһәббитиңни аян қилғайсән!
8Мени көз қаричуқуңдәк сақлиғайсән; Қанатлириң сайисидә мени йошурғайсән;