1Һәмдусана! Пәрвәрдигарға атап йеңи бир нахшини оқуңлар; Мөмин бәндиләрниң җамаитидә Униң мәдһийисини ейтиңлар!
2Исраил өз Яратқучисидин шатлансун; Зион оғуллири өз Падишаһидин хуш болғай!
3Улар Униң намини уссул билән мәдһийилисун; Униңға күйләрни дап һәм чилтарға тәңшәп ейтсун!
4Чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқидин сөйүнәр; У мулайим мөминләрни ниҗатлиқ билән безәйду;
5Униң мөмин бәндилири шан-шәрәптә роһлинип шат болғай, Орунлирида йетип шат авазини яңратқай!