7Пәрвәрдигарни зиминдин мәдһийиләңлар, Деңиздики барлиқ әҗдиһалар, деңизниң барлиқ тәглири;
8От, мөлдүз, қар, туман, Униң сөзигә әмәл қилидиған җудунлуқ шамал;
9Тағлар һәм барлиқ дөңләр, Мевилик дәрәқләр, барлиқ кедир дәрәқлири,
10Явайи һайванлар, барлиқ мал-варанлар, Өмилигүчиләр һәм учар-қанатлар;
11Җаһан падишаһлири вә барлиқ қовмлар, Әмирләр һәм йәр йүзидики барлиқ һаким-сотчилар;
12Һәм жигитләр һәм қизлар, Бовайлар вә яшлар, —
13Һәммиси Пәрвәрдигарниң намини мәдһийилисун; Чүнки пәқәтла Униң нами алийдур; Униң һәйвити йәр һәм асмандин үстүн туриду.