Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Зәбур - Зәбур 140

Зәбур 140:3-7

Help us?
Click on verse(s) to share them!
3Ағзим алдида күзәтчи турғузғайсән, и Пәрвәрдигар; Ләвлирим дәрвазисини сақлиғайсән;
4Көңлүмни һеч қандақ яман ишқа, Қәбиһлик қилғучиларға шерик болуп, рәзиллик қилишқа майил қилмиғайсән. Мени уларниң немәтлиридин һеч йегүзмигәйсән!
5Һәққаний адәм мени урсун — Бу маңа меһриванлиқтур; Маңа тәнбиһ бәрсун — Бу болса, бешим рәт қилмайдиған, қуюлған есил майдәк болиду. Чүнки мениң дуайим йәнила шуларниң рәзилликлиригә қарши болиду.
6Уларниң һакимлири тик ярлардин ташливетилгәндә, Хәлиқ мениң сөзлиримни аңлайду; Чүнки бу сөзләр шериндур.
7Бириси отун ярғанда йәргә чечилған йериндилардәк, Мана, устиханлиримиз тәһтисара ишиги алдида чечиветилди;  

Read Зәбур 140Зәбур 140
Compare Зәбур 140:3-7Зәбур 140:3-7