5Сән мени алди-кәйнимдин орап турисән, Қолуңни мениң үстүмгә қондурғансән.
6Бундақ билим маңа шунчилик тилсимат билиниду! Шундақ жүксәкки, мән уни билип йетәлмәйдикәнмән.
7Роһуңдин нери болушқа нәләргиму баралайттим? Һозуруңдин өзүмни қачуруп нәләргә баралайттим?