1«Жуқириға чиқиш нахшиси» Пәрвәрдигарға таянғанлар Зион теғидәктур; Уни тәврәткили болмайду, У мәңгүлүк туриду.
2Йерусалим! Тағлар униң әтрапини оруған, Һәм Пәрвәрдигар һазирдин та әбәдгичә Өз хәлқиниң әтрапини орайду.
3Чүнки рәзилләрниң һоқуқ һасиси һәққанийларниң несивисини башқурмайду; Болмиса һәққанийларму қоллирини қәбиһликкә узартиши мүмкин.
4Пәрвәрдигар, меһриванларға меһриванлиқ қилғайсән; Көңли дурусларғиму шундақ болсун.
5Бирақ әгир йолларға бурулуп кәткәнләрни болса, Пәрвәрдигар уларни қәбиһлик қилғучилар билән тәң шаллайду. Исраилға аман-хатирҗәмлик болғай!