2Сениң тәхтиң қедимдила бәрпа қилинған; Сән әзәлдин бар болғучисән!
3Кәлкүн-ташқинлар өз садасини көтәрди, и Пәрвәрдигар, Кәлкүн-ташқинлар өз садасини көтәрди! Кәлкүн-ташқинлар урғучи долқунлирини жуқури көтәрди!
4Көп суларниң шавқунлиридин, Деңиз-океандики қудрәтлик долқунлардин, Үстүн турған Пәрвәрдигар қудрәтликтур!
5Сениң агаһ-гувалиқлириң немидегән ишәшликтур! Күнләр йоқ болғичә, и Пәрвәрдигар, Өйүңгә пак-муқәддәслик әбәдил-әбәт равадур.