13Йенимизға қайтқайсән, и Пәрвәрдигар, Сени қачанғичә...?! Қуллириңға рәһим қилғайсән!
14Бизни әтигәндә өзгәрмәс муһәббитиң билән қандурғайсән; Ундақта барлиқ күнлиримиздә күйләрни яңритип шатлинимиз.
15Сән бизни җапаға чөмгән күнләргә асасән, Күлпәтни көргән жиллиримизға асасән йәнә хурсән қилғин!
16Улуқ ишлириң қуллириңға көрүнгәй, Шану-шәвкитиң уларниң оғуллириғиму ашкарә болғай!
17Пәрвәрдигар Худайимизниң шерин мәрһәмити үстимиздә болғай, Қолимизниң ишлирини үстимизгә бәрикәтлик қилғайсән, Бәрһәқ, қолимизниң ишлирини бәрикәтлик қилғайсән!