3Чүнки мән: Өзгәрмәс муһәббәт мәңгүгә тиклинип маңиду, Сән һәқиқәт-садақитиңни әршиәлада мустәһкәмләватисән — дәп билдим;
4Сән дедиңки: — «Мән талливалғиним билән әһдә түзгәнмән; Қулум Давутқа қәсәм қилдим: —
5Сениң әвладиңни мәңгү давам қилдуримән, Тәхтиңни әвлаттин-әвлатқа қуруп чиқимән». Селаһ.
6Һәм асманларму Сениң мөҗизилириңни тәбрикләйду, и Пәрвәрдигар, Муқәддәсләрниң җамаитидә улар һәқиқәт-садақитиңни мәдһийиләйду;
7Чүнки асманларда Пәрвәрдигарниң тәңдиши барму? Қудрәт Егисиниң оғуллири арисида Пәрвәрдигарға охшайдиған ким бар?
8Тәңриниң һәйвиси муқәддәсләрниң мәҗлисидикиләрни қаттиқ титритиду, Униң әтрапидикиләрниң һәммиси үчүн У қорқунучлуқтур.
9И Пәрвәрдигар, самавий қошунларниң Сәрдари болған Худа, Қудрәтлик Яһ, Саңа охшайдиған ким бар? Әтрапиңда һәқиқәт-садақитиң туруқлуқтур.
10Деңизниң мәғрурлуғи үстидин һөкүм сүрисән, Долқунлири өркәшлигәндә, сән уларни тиничландурисән;