8— «Мән сән меңишқа тегишлик йолда сени йетәкләймән һәм тәрбийләймән; Мениң көзүм үстүңдә болуши билән саңа несиһәт қилимән.
9Әқли йоқ болған ат яки ешәктәк болма; Уларни чәкләшкә тизгинләйдиған жүгән болмиса, Улар һәргиз саңа йеқин кәлмәйду».
10Рәзилләргә чүшүдиған қайғу-һәсрәтләр көптур, Бирақ меһри-шәпқәтләр Пәрвәрдигарға таянған кишини чөридәйду;
11И һәққанийлар, Пәрвәрдигар билән шатлинип хурсән болуңлар; Көңли дуруслар, хошаллиқтин тәнтәнә қилиңлар!