3Сән униң көңүл тилигини униңға ата қилдиң, Ләвлириниң тәливини рәт қилған әмәссән. Селаһ!
4Чүнки Сән есил бәрикәтләр билән уни қарши алдиң; Униң бешиға сап алтун таҗ кийдүрдүң.
5У Сәндин өмүр тилисә, Сән униңға бәрдиң, Йәни узун күнләрни, таки әбәдил-әбәтгичә бәрдиң.
6У Сениң бәргән ғәлибә-ниҗатлиғиңдин зор шәрәп қучти; Сән униңға иззәт-һәйвәт һәм шану-шәвкәт қондурдуң.