Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Юһанна - Юһанна 17

Юһанна 17:13-24

Help us?
Click on verse(s) to share them!
13Мана әнди сениң йениңға баримән. Мениң шатлиғим уларда толуп ташсун дәп, бу сөзләрни дуниядики вақтимда сөзлидим.
14Мән уларға сөз-каламиңни тапшурдум. Мән бу дуниядин болмиғинимдәк, уларму бу дуниядин болмиғини үчүн, бу дунияниң адәмлири улардин нәпрәтлиниду.   
15Уларни бу дуниядин айривәткәйсән дәп тилимәймән, бәлки уларни рәзил болғучидин сақлиғайсән, дәп тиләймән.
16Мән бу дуниядин болмиғинимдәк, уларму бу дуниядин әмәстур.
17Уларни һәқиқәт арқилиқ Өзүңгә муқәддәс қилип атиғузғайсән, чүнки сөз-каламиң һәқиқәттур.   
18Сән мени дунияға әвәткиниңдәк, мәнму уларни дунияға әвәттим.
19Уларму һәқиқәттә муқәддәс қилинип Өзүңгә аталсун дәп, өзүмни Саңа хас атаймән.  
20Мән ялғуз улар үчүнла әмәс, йәнә уларниң сөзи арқилиқ маңа етиқат қилидиғанлар үчүнму дуа қилимән.
21Уларниң һәммиси бир болғай; и Ата, Сән мәндә, мән Сәндә болғандәк, уларму Биздә бир болғай; шундақ болғанда, бу дуниядикиләр мени Сениң әвәткәнлигиңгә ишиниду.
22Сән маңа ата қилған шан-шәрәпни уларға ата қилдимки, биз иккимиз бир болғандәк, уларму бир болғай;
23йәни мән уларда, сән мәндә болуп, улар бирликтә камил қилинғай. Шу арқилиқ бу дуниядикиләр мени әвәткәнлигиңни һәм мени сөйгиниңдәк уларниму сөйгәнлигиңни билиду.
24И Ата, Сән маңа бәргәнлириңниң һәммисиниң мән болған йәрдә мән билән биргә болушини, шундақла мениң шан-шәривимни, йәни Сән аләм апиридә болуштин бурун мени сөйгәнлигиң үчүн, маңа бәргән шан-шәрәпни уларниң көрүшини халаймән.

Read Юһанна 17Юһанна 17
Compare Юһанна 17:13-24Юһанна 17:13-24