Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 3

Луқа 3:3-19

Help us?
Click on verse(s) to share them!
3У Иордан дәрияси вадисидики барлиқ районларни кезип, кишиләргә гуналарға кәчүрүм елип келидиған, товва қилишни билдүридиған суға «чөмүлдүрүш»ни җакалашни башлиди.  
4Худди Тәвраттики Йәшая пәйғәмбәрниң сөзлири хатириләнгән қисимда пүтүлгәндәк: «Баяванда товлиғучи бир кишиниң: Рәбниң йолини тәйярлаңлар, Униң йоллирини түз қилиңлар! — дегән авази аңланди.
5Барлиқ җилғилар толдурулиду, Барлиқ тағ-дөңләр пәслитилиду; Әгир-тоқай җайлар түзлиниду, Оңғул-доңғул йәрләр тәкши йоллар қилиниду.
6Шундақ қилип, барлиқ әт егилири Худаниң ниҗатини көрәләйдиған болиду! — дәп товлайду».  
7Йәһя әнди алдиға чөмүлдүрүшни қобул қилишқа чиққан топ-топ халайиққа: — Әй зәһәрлик илан балилири! Ким силәрни Худаниң чүшүш алдида турған ғәзивидин қечиңлар дәп агаһландурди?!  
8Әнди товиға лайиқ мевиләрни кәлтүрүңлар! Вә өз ичиңларда: «Бизниң атимиз болса Ибраһимдур!» дәп хиял әйлимәңлар; чүнки мән шуни силәргә ейтип қояйки, Худа Ибраһимға мошу ташлардинму пәрсәндләрни яритип берәләйду.  
9Палта аллиқачан дәрәқләрниң йилтизиға тәңләп қоюлди; яхши мевә бәрмәйдиған һәр қандақ дәрәқләр кесип отқа ташлиниду!» — деди.  
10Униң әтрапиға топлашқан кишиләр әнди униңдин: — Ундақта, биз қандақ қилишимиз керәк? — дәп сориди.
11У җавапән: — Икки қур чапини бар киши бирини йоқ кишигә бәрсун, йәйдиғини бар кишиму шундақ қилсун, — деди.
12Бәзи баҗгирларму чөмүлдүрүшни қобул қилғили униң алдиға келип: — Устаз, биз қандақ қилимиз? — дәп сориди.
13У уларға: — Бәлгүләнгәндин артуқ баҗ алмаңлар, — деди.
14Андин бәзи ләшкәрләрму униңдин: — Бизчу, қандақ қилишимиз керәк? — дәп сорашти. У уларға: — Башқиларниң пулини зораванлиқ билән еливалмаңлар, һеч кимгә ялғандин шикайәт қилмаңлар вә иш һәққиңларға рази болуңлар, — деди.
15Әнди хәлиқ тәқәззалиқта болуп һәммәйлән көңлидә Йәһя тоғрилиқ «Мәсиһ мошу кишимиду?» дәп ойлашти.
16Йәһя һәммәйләнгә җавапән: — Мән силәрни дәрвәқә суға чөмүлдүримән. Лекин мәндин қудрәтлик болған бириси келиду; мән һәтта кәшлириниң боқучини йешишкиму лайиқ әмәсмән! У силәрни Муқәддәс Роһқа һәм отқа чөмүлдүриду.
17Униң соруғучи күрики қолида туриду; у өз хаминини топа-самандин тәлтөкүс тазилайду, сап буғдайни амбарға жиғиду, амма топа-саманни өчмәс отта көйдүрүветиду, — деди.
18Әнди шундақ көп башқа несиһәтләр билән Йәһя хуш хәвәрни хәлиққә йәткүзди.
19Кейин, һаким Һерод өгәй акисиниң аяли Һеродийәни тартивалғанлиғи түпәйлидин вә шуниңдәк униң барлиқ башқа рәзил қилмишлири үчүн Йәһя тәрипидин әйипләнгән,   

Read Луқа 3Луқа 3
Compare Луқа 3:3-19Луқа 3:3-19