Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 6

Луқа 6:2-32

Help us?
Click on verse(s) to share them!
2Лекин буни көргән бәзи Пәрисийләр уларға: — Силәр немишкә шабат күни Тәвратта чәкләнгән ишни қилисиләр? — дейишти.  
3Әйса уларға җавапән: — Силәр һәтта Давут пәйғәмбәр вә униң һәмраһлириниң ач қалғанда немә қилғанлиғини муқәддәс язмилардин оқумиғанмусиләр?
4Демәк, у Худаниң өйигә кирип, Худаға аталған, Тәвратта каһинлардин башқа һәр қандақ адәмниң йейеши чәкләнгән «тәқдим нанлар»ни сорап елип йегән вә һәмраһлириғиму бәргән — дәп җавап бәрди.
5Ахирида у уларға: — Инсаноғли шабат күниниңму Егисидур, — деди.
6Йәнә бир шабат күни шундақ болдики, у синагогқа кирип тәлим беривататти. Синагогта оң қоли йигиләп кәткән бир адәм бар еди.
7Әнди Тәврат устазлири билән Пәрисийләр униң үстидин әрз қилғидәк бирәр ишни издәп тапайли дәп, униң шабат күниму кесәл сақайтидиған-сақайтмайдиғанлиғини пайлап жүрүшәтти.
8Бирақ Әйса уларниң көңлидикини билип, қоли йигиләп кәткән адәмгә: — Орнуңдин тур, оттуриға чиққин! — девиди, һелиқи адәм орнидин қопуп шу йәрдә турди.
9Андин Әйса уларға: — Силәрдин сорап бақайчу, Тәвратқа уйғун болғини шабат күни яхшилиқ қилишму, яки яманлиқ қилишму? Җанни қутқузушму яки җанға замин болушму? — дәп сориди.
10Әтрапидикиләрниң һәммисигә нәзәр салғандин кейин, у һелиқи адәмгә: — Қолуңни узат, — деди. У шундақ қилиши биләнла қоли әслигә кәлтүрүлүп иккинчи қолиға охшаш болди.   
11Лекин улар ғәзәптин һошини йоқитип, Әйсаға қандақ тақабил туруш тоғрисида мәслиһәтлишишкә башлиди.
12Шу күнләрдә шундақ болдики, у дуа қилишқа таққа чиқти вә у йәрдә Худаға кечичә дуа қилди.
13Таң атқанда, мухлислирини алдиға чақирип, уларниң ичидин он иккиләнни таллап, уларни расул дәп атиди.
14Улар: Симон (Әйса уни Петрус дәпму атиған) вә униң иниси Андирияс; Яқуп вә Юһанна, Филип вә Бартоломай,
15Матта вә Томас, Алфайниң оғли Яқуп вә милләтпәрвәр дәп аталған Симон,
16Яқупниң оғли Йәһуда вә кейин униңға сатқунлуқ қилған Йәһуда Ишқарийотлар еди.
17Әйса расуллири билән тағдин чүшүп, бир түзләңликтә туратти. Шу йәрдә нурғун мухлислири һәмдә пүткүл Йәһудийә өлкисидин вә Йерусалимдин, Тур вә Зидон шәһәрлиригә қарайдиған деңиз бойидики жутлардин топ-топ кишиләр жиғилишти. Улар униң тәлимлирини аңлаш вә кесәллиригә шипалиқ издәш үчүн кәлгән еди.
18Напак роһлардин азапланғанларму шипалиқ тепишти.
19Бу топ-топ адәмләрниң һәммиси қоллирини униңға тәккүзүвелишқа интиләтти; чүнки күч-қудрәт униң вуҗудидин чиқип уларниң һәммисигә шипалиқ беривататти.
20Шуниң билән у бешини көтирип мухлислириға қарап мундақ деди: — «Мубарәк, әй йоқсуллар! Чүнки Худаниң падишаһлиғи силәрниңкидур.  
21Мубарәк, әй һазир ач қалғанлар! Чүнки силәр толуқ тоюнисиләр. Мубарәк, әй жиғлаватқанлар! Чүнки күлидиған болисиләр.
22Кишиләр инсаноғлиниң вәҗидин силәрдин нәпрәтләнсә, силәрни өзлиридин чәткә қақса, силәргә төһмәт-һақарәт қилса, намиңларни рәзил дәп қарғиса, силәргә мубарәк!
23Шу күни шатлинип тәнтәнә қилип сәкрәңлар. Чүнки мана, әрштә болған инъамиңлар зордур. Чүнки уларниң ата-бовилири бурунқи пәйғәмбәрләргиму охшаш ишларни қилған.
24— Лекин һалиңларға вай, әй байлар! Чүнки силәр аллиқачан раһәт-парағитиңларға егә болдуңлар!
25Һалиңларға вай, әй қарни тоюнғанлар! Чүнки силәр ач қалисиләр. Һалиңларға вай, әй күлүватқанлар! Чүнки һаза тутуп жиғлайсиләр.
26Һәммәйлән силәрни яхши дегәндә, һалиңларға вай! Чүнки уларниң ата-бовилириму бурунқи сахта пәйғәмбәрләргә шундақ қилған».
27— Бирақ маңа қулақ салған силәргә шуни ейтип қояйки, дүшмәнлириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар; силәргә өч болғанларға яхшилиқ қилиңлар.
28Силәрни қарғиғанларға бәхит тиләңлар; силәргә яман муамилидә болғанларғиму дуа қилиңлар.
29Бириси мәңзиңгә урса, иккинчи мәңзиңниму тутуп бәр; бириси чапиниңни еливалимән десә, көйнигиңниму айимай бәргин.
30Бириси сәндин бир немә тилисә, униңға бәргин. Бириси сениң бирәр нәрсәңни елип кәтсә, уни қайтуруп беришни сорима.   
31Башқиларниң өзүңларға қандақ муамилә қилишини үмүт қилсаңлар, силәрму уларға шундақ муамилә қилиңлар.
32Әгәр силәр өзүңларни яхши көргәнләргила меһир-муһәббәт көрсәтсәңлар, ундақда силәрдә немә шапаәт болсун? Чүнки һәтта гунакарларму өзини яхши көргәнләргә меһир-муһәббәт көрситидиғу.

Read Луқа 6Луқа 6
Compare Луқа 6:2-32Луқа 6:2-32