33Улар Маңа йүзини қаратқан әмәс, бәлки Маңа арқисини қилип тәтүр қариған; гәрчә Мән таң сәһәрдә орнумдин туруп уларға үгәткән болсамму, улар аңлимай тәлим-тәрбийини қобул қилишни рәт қилған.
34Улар Өз намим билән аталған өйдә жиркиничлик бутлирини селип уни булғиған;
35улар өз оғул-қизлирини оттин өткүзүп «Моләк»кә атап қурбанлиқ қилиш үчүн «Һинномниң оғлиниң җилғиси»дики, Баалға беғишланған «жуқури җайлар»ни қуруп чиққан; Мән уларниң бундақ иш қилишини зади буйруп бақмиғанмән; уларниң Йәһудани гунаға патқузуп, мушундақ ләнәтлик иш қилсун дегән ой-нийәттә һеч қачан болуп бақмиғанмән.
36Силәр мошу шәһәр тоғрилиқ: «Дәрһәқиқәт, у қилич, қәһәтчилик вә ваба арқилиқ Бабил падишаһиниң қолиға тапшурулиду!» — дәватисиләр; лекин Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мошу шәһәр тоғрилиқ һазир мундақ дәйду: —
37Мана Мән, Мән уларни ғәзивим, қәһрим вә зор аччиғим билән һайдивәткән барлиқ падишаһлиқлардин жиғимән; Мән уларни қайтидин мошу йәргә епкелимән, уларни аман-течлиқта турғузимән.