1Пәрвәрдигарниң силәргә ейтқан сөзигә қулақ селиңлар, и Исраил җәмәти: —
2Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Әлләрниң йоллирини үгәнмәңлар; гәрчә әлләр асмандики һадисә-аламәтләрдин қорқуп дәккә-дүккигә чөмгән болсиму, силәр булардин һеч чөчүп кәтмәңлар.
3Чүнки әлләрниң қаидә-йосунлири бимәниликтур; һәммиси орманлиқтин кесилгән дәрәқтин, яғаччиниң искиниси билән оюлған нәрсигә асасланғандур.
4Улар буни алтун-күмүч билән һәлләйду; уни жиқилмисун дәп улар болқа, миқлар билән бекитиду.
5Бундақ бутлар тәрхәмәкликтә туридиған бир қаранчуқтур, халас; улар һеч сөзлийәлмәйду; улар башқилар тәрипидин көтирилиши керәк, чүнки улар маңалмайду. Улардин қорқмаңлар; чүнки улар рәзиллик қилалмайду, уларниң қолидин яхшилиқ қилишму кәлмәйду.
6— Саңа охшайдиған һеч ким йоқ, и Пәрвәрдигар; Сән улуқ, күч-қудритиң билән намиң улуқдур.
7Ким Сәндин қорқмай туралисун, и барлиқ әлләр үстигә һөкүмран падишаһ!? Чүнки бу Саңа тегишликтур; чүнки әлләрдики данишмәнләр арисида вә барлиқ падишаһлиқлар арисида Саңа охшаш һеч ким йоқтур.
8Әлләрниң һәммиси истиснасиз әқли йоқ, наданлардур; бу әрзимәсләр яғачтур, халас! Улар тәлим берәләмду!?
9Соқуп ялпақланған күмүч Таршиштин елип келиниду; алтунму Уфаздин елип келиниду; андин һүнәрвән вә зәргәрләрниң қоли бу ясиғиниға көк вә сөсүн рәхт билән кийим кийгүзиду — буларниң һәммиси шүбһисизки, данишмән устиларниң әҗридур!
10Лекин Пәрвәрдигар Худаниң Өзи һәқиқәттур; Уһаят Худадур, мәңгүлүкниң Падишаһидур; Униң ғәзиви алдида йәр-зимин титрәйду; әлләр Униң қәһрини көтирәлмәйду.
11Уларға мундақ дегин: «Асман билән зиминни яратмиған илаһлар, улар зимин йүзидин вә асман астидин йоқайду!».
12Пәрвәрдигар болса йәр-зиминни күч-қудрити билән ясиған, Аләмни даналиғи билән бәрпа қилған, Асманларни әқил-парасити билән яйғучидур.
13У авазини қоювәтсә, асманларда сулар шавқунлайду; У йәр чәтлиридин булут-туманларни өрлитиду; У ямғурларға чақмақларни һәмраһ қилип бекитиду, Вә шамални өз ғәзнилиридин чиқириду.
14Мошу кишиләрниң һәр бири әқилсиз, билимдин мәһрумлардур; Зәргәрләрниң һәр бири өзлири ойған бут тәрипидин шәрмәндигә қалиду; Чүнки униң қуйма һәйкили ялғанчилиқ, уларда һеч тиниқ йоқтур.
15Улар бимәниләрдур, мазақ объектидур; Җазалиниш вақти уларниң үстигә кәлгәндә, улар йоқитилиду.
16Яқупниң Несивиси Болғучи булардәк әмәстур, Чүнки барлиқ мәвҗудатни ясиғучи Шудур; Исраил болса Униң Өз мираси болған қәбилидур; Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Униң намидур.
17Зиминдин чиқишқа жүк-тақиңни жиғиштуруп ал, и муһасиригә елинғучи қиз;
18чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мана, Мән бу вақитта зиминдикиләрни елип у йәрдин чөриветимән вә уларниң көңли тонуп йәткичә азар беримән!».
19Җараһитим үчүн һалимға вай! Мениң ярам давалиғусиздур! Бирақ әслидә мән: «Бу пәқәт бир кесәллик, халас, униңға чидиғидәкмән» — дәптикәнмән.
20Мениң чедирим һалак болди, барлиқ танилирим үзүлди; балилирим мәндин җуда болуп, улар йоқ болди; чедиримни қайтидин созуп тиккидәк, чедир пәрдилирини асқидәк һеч ким қалмиди.
21Чүнки хәлиқ падичилири әқилсиз болуп, Пәрвәрдигарни издәп йол соримайду; шуңа улар данишмәнләрдәк иш көрәлмәйду, уларниң барлиқ падиси тарқилип кәтти.
22Аңлаңлар! Бир гәпниң шәписи! Мана, у келиду, шималий зиминдин чиққан зор бир чуқан-сүрән! Йәһуданиң шәһәрлирини бир вәйранә, чилбөриләрниң туралғусиға айландурғучи келиватиду!
23Билимәнки, и Пәрвәрдигар, инсанниң өз йолини бекитиши өз қолида әмәстур; меңиватқан адәмниң өзидә қәдәмлирини халиғанчә ташлаш қудрити болмастур;
24Пәрвәрдигар, мени түзигәйсән, лекин ғәзивиң билән әмәс, адил һөкүмиң билән түзигәйсән; болмиса Сән мени йоққа баравәр қилисән.
25Қәһриңни Сени тонумайдиған әлләр һәмдә намиңға нида қилмайдиған җәмәтләр үстигә төккәйсән; чүнки улар Яқупни йәп кәткән; бәрһәқ, улар уни жутуп түгәштүрүп, турған җайини мутләқ вәйран қилған.