1Бабил падишаһи Небоқаднәсар Йерусалимдин Йәһоакимниң оғли, Йәһуда падишаһи Йәконияһ, Йәһуда әмир-шаһзадилири, һүнәрвәнләр вә төмүрчиләрни әсиргә елип Бабилға сүргүн қилғандин кейин, Пәрвәрдигар маңа Өз ибадәтханиси алдидики икки севәт әнҗирни «мана көр» дәп көрсәткән.
2Бир севәттә дәсләпки пишқан әнҗирдәк интайин яхши әнҗирләр бар еди; иккинчи севәттә йегили болмайдиған, интайин начар әнҗирләр бар еди.
3Андин Пәрвәрдигар маңа: «Немә көрдүң, Йәрәмия?» — дәп сориди. Мән: «Әнҗирләрни көрдүм; яхшилири болса интайин яхшикән; начарлири йегили болмайдиған, интайин начар екән» — дедим.
4Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
5Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән Йәһудадин сүргүн болғанларни, йәни Мениң бу йәрдин калдийләрниң зиминиға әвәткәнлиримни бу яхши әнҗирләрдәк яхши дәп қараймән;
6Мән уларға яхши болсун дәп көзүмни уларға тикимән вә уларни бу зиминға қайтуримән; Мән уларни ғулитип ташлимаймән, бәлки уларни қуримән; уларни жулуп ташлимаймән, бәлки тикип өстүримән.
7Мән уларға Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билидиған, Мени тонуйдиған бир қәлбни тәқдим қилимән; шуниң билән улар Мениң хәлқим болиду, Мән уларниң Худаси болимән; чүнки улар пүтүн қәлби билән йенимға қайтиду.
8Лекин начар әнҗирләр, йәни йегили болмайдиған, интайин начар әнҗирләр қандақ болған болса, — дәйду Пәрвәрдигар, — Бәрһәқ, Мән Йәһуда падишаһи Зәдәкияни, әмир-шаһзадилирини вә Йерусалимдикиләрниң қалған қисмини, бу зиминда қалғанларни вә Мисирда туруватқанларни шуниңға охшаш қилимән;
9Мән уларни йәр йүзидики барлиқ падишаһлиқларға вәһимә салғучи бир объект болушқа, күлпәткә чүшүшкә тапшуримән; мән уларни һайдивәткән барлиқ җайларда уларни рәсвачилиқниң объекти, сөз-чөчәк, тапа-тәниниң объекти вә ләнәт сөзлири болушқа тапшуримән.
10Мән уларға һәм ата-бовилириға тәқдим қилған зиминдин йоқитилғичә улар арисиға қилич, қәһәтчилик вә вабани әвәтимән.