Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәрәмия

Йәрәмия 15

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — «Муса яки Самуил пәйғәмбәрләр алдимда турған болсиму, көңлүм бу хәлиққә һеч қаримайтти. Уларни көз алдимдин кәткүзүвәт! Улар Мәндин нери чиқип кәтсун!   
2Әгәр улар сәндин: «Биз нәгә чиқип кетимиз?» десә, сән уларға: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Өлүмгә бекитилгәнләр өлүмгә, қиличқа бекитилгәнләр қиличқа, қәһәтчиликкә бекитилгәнләр қәһәтчиликкә, сүргүн болушқа бекитилгәнләр сүргүн болушқа кетиду» — дәйсән.   
3Чүнки Мән төрт хил җаза билән уларниң үстигә чүшимән, — дәйду Пәрвәрдигар, — өлтүрүш үчүн қилич, титма-титма қилиш үчүн иштлар, жутуш вә һалак қилиш үчүн асмандики учар-қанатлар вә йәр-зиминдики һайванатларни җаза болушқа бекиттим;
4Йәһуда падишаһи Һәзәкияниң оғли Манассәһниң Йерусалимда қилғанлири түпәйлидин Мән уларни йәр йүзидики барлиқ падишаһлиқлар арисида вәһимигә салғучи бир объект қилимән.  
5Чүнки ким саңа ичини ағритиду, и Йерусалим? Ким сән үчүн аһ-зар уриду? Ким әһвалиңни сорашқа йолда тохтап йениңға бариду?
6Сән Мени ташливәткәнсән, — дәйду Пәрвәрдигар, — сән чекинип кәттиң; Мән үстүңгә қолумни созуп сени набут қилишқа турдум; Мән саңа ичимни ағритиштин һалсирап кәттим.
7Шуңа Мән уларни зиминдики шәһәр қовуқлирида йәлпүгүч билән сориветимән; Мән уларни балилардин җуда қилимән вә хәлқимни набут қилимән; улар өз йоллиридин һеч янмиди.
8Көз алдимда уларниң тул хотунлири деңиз қумлиридин көпийип кетиду; чүш вақтида Мән уларға, йәни жигитләрниң анисиға бир һалак қилғучини елип келимән; Мән уштумтут уларниң бешиға дәрд вә вәһимә чүшүримән.
9Йәттә балини туққан ана солишип тиниқидин қалай дәп қалиду; күпкүндүздә бу аниниң қуяши туюқсиз мәғрипкә патиду; у шәрмәндә болуп хорлуқ-һақарәтләргә учрайду. Улардин қалғанларни болса Мән дүшмәнләр алдида қиличқа тапшуримән, — дәйду Пәрвәрдигар.
10Аһ, ана, һалимға вай, чүнки сән мени пүткүл зимин билән қаришилишидиған бир адәм, улар билән елишидиған бир адәм сүпитидә туққансән! Мән уларға өсүмгә қәризму бәрмидим, яки улардин өсүмгә қәризму алмидим; лекин уларниң һәр бири мени қарғайду!
11Пәрвәрдигар мундақ деди: — Бәрһәқ, Мән бәхитиңгә сени азат қилимән; күлпәт вә балаю-апәт болған күнидә Мән саңа дүшмәнни чирайлиқ учраштуримән.
12Төмүр сунамду? Шималдин чиққан төмүр, яки мис сунамду?   
13Бәлки қилған барлиқ гуналириң түпәйлидин, у четиңдин бу четиңгичә Мән байлиқлириң һәм ғәзнилириңни олҗа болушқа һәқсиз тапшуримән;   
14Мән сени дүшмәнлириң билән биллә сән һеч билмәйдиған бир зиминға өткүзимән; чүнки ғәзивимдә бир от қозғалди, у үстүңгә чүшүп сени көйдүриду.  
15И Пәрвәрдигар, Сән һалимни билисән; мени есиңдә тутқайсән, маңа йеқин келип мәндин хәвәр алғайсән вә маңа зиянкәшлик қилғучилардин интиқамимни алғайсән; Сән уларға сәвир-тақәт көрсәткүң болсиму, мени йоқатмиғайсән! Мениң Сени дәп хорлинивақанлиғимни билгәйсән.   
16Сөзлириңгә еришип, уларни йәвалдим; сөзлириң һәм мени шатландурғучи вә қәлбимниң хошаллиғи болған; чүнки мән Сениң намиң билән аталғанмән, и Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа!
17Мән бәзмә қилғучиларниң сорунида ойнап-күлүп олтармидим; Сениң мени тутқан қолуң түпәйлидин ялғуз олтардим; чүнки Сән мени уларниң қилғанлири билән қаттиқ ғәзәпләндүрдуң.
18Мениң азавим немишкә тохтимайду, мениң ярамниң даваси йоқ, немишкә шипа тапмайду? Сән маңа худди «алдамчи ериқ» вә туюқсиз ғайип болидиған сулардәк болмақчисән?  

19Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Сән һазирқи һалитиңдин йенип йенимға қайтсаң, Мән қайтидин сени алдимдики хизмәттә турушқа яндуруп келимән; сән қиммәтлик сөзләр билән әрзимәс сөзләрни пәриқләндүрәлисәң, сән йәнә ағзимдәк болисән; бу хәлиқ сән тәрәпкә қайтип кәлсун, лекин сән уларниң тәрипигә һәргиз қайтмаслиғиң керәк;
20Вә Мән сени бу хәлиққә нисбәтән мистин қопурулған, мустәһкәм бир сепил қилимән; улар саңа һуҗум қилиду, лекин улар үстүңдин ғәлибә қилалмайду; чүнки Мән сени қутқузушқа, улардин халас қилишқа сән билән биллидурмән, — дәйду Пәрвәрдигар.
21— Бәрһәқ, Мән сени рәзилләрниң чаңгилидин қутқузимән; әшәддийләрниң чаңгилидин қутқузидиған ниҗаткариң болимән.