Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәрәмия

Йәрәмия 48

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Моаб тоғрилиқ: Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Небониң һалиға вай! Чүнки у харабә қилиниду; Кириатайим хиҗаләткә қалдурулуп, ишғал қилиниду; жуқури қорған болса хиҗаләткә қалдурулуп алақзадә болуп кәтти.   
2Моаб йәнә һеч махталмайду; Һәшбонда кишиләр униңға: «Уни әл қатаридин йоқитайли» дәп сүйқәст қилиду; сәнму, и Мадмән, түгәштүрүлисән; қилич сени қоғлайду.
3Һоронаимдин аһ-зарлар көтирилиду: — «Аһ, вәйранчилиқ, дәһшәтлик патипарақчилиқ!»
4Моаб битчит қилинди! Униң кичиклиридин пәрядлири аңлиниду.
5Бәрһәқ, Луһитқа чиқидиған даван йолидин тохтимай жиғилар көтирилиду; Һоронаимға чүшидиған йолда һалакәттин азаплиқ налә-пәрядлар аңлиниду.
6Қечиңлар, җениңларни елип жүгүрүңлар! Чөлдики бир чатқал болуңлар!
7Чүнки сән өз қилғанлириңға вә байлиқлириңға таянғанлиғиң түпәйлидин, сәнму әсиргә чүшисән; бутуң Кемош, униң каһинлири һәм әмирлири билән биллә сүргүн болиду.   
8Вәйран қилғучи һәр бир шәһәргә җәң қилиду; шәһәрләрдин һеч қайси қечип қутулалмайду; Пәрвәрдигар дегәндәк җилғиму харабә болиду, түзләңликму һалакәткә йүзлиниду.
9Далдиға берип қечиш үчүн Моабқа қанатларни бериңлар! Чүнки униң шәһәрлири харабилик, адәмзатсиз болиду
10(Пәрвәрдигарниң хизмитини көңүл қоюп қилмиған киши ләнәткә қалсун! Қиличини қан төкүштин қалдурған киши ләнәткә қалсун!).
11Моаб яшлиғидин тартип кәң-кушадә яшап арзаңлири үстидә тинған шараптәк әндишисиз болуп кәлгән; у һеч қачан күптин күпкә қуюлған әмәс, яки һеч сүргүн болған әмәс; шуңа униң тәми бирхил болуп, пуриғи һеч өзгәрмигән.   
12Шуңа , — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән униң йениға уларни өз күпидин төкидиған төккүчиләрни әвәтимән; улар униң күплирини қуруқдайду, униң чөгүнлирини чеқиветиду.
13Өткәндә Исраил җәмәти өз таянчиси болған Бәйт-Әл түпәйлидин йәргә қарап қалғандәк Моабму Кемош түпәйлидин йәргә қарап қалиду.  
14Силәр қандақму: «Биз батур, җәңгивар палванмиз!» — дейәләйсиләр?
15Моабниң зимини харабә қилиниду; дүшмән уларниң шәһәрлириниң сепиллириға чиқиду; униң есил жигитлири қәтл қилинишқа чүшиду, — дәйду падишаһ, йәни нами самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
16— Моабниң һалакити йеқинлашти, униң күлпити бешиға чүшүшкә алдирайду.
17Униң әтрапидики һәммәйлән униң үчүн аһ-зар көтириңлар; униң нам-шөһритини билгәнләр: «Күчлүк шаһанә һасиси, гөзәл тайиғиму шунчә сундурулдиғу!» — дәңлар.
18Шан-шөһритиңдин чүшүп қағҗирап кәткән йәрдә олтар, и Дибонда туруватқан қиз; чүнки Моабни һалак қилғучи саңа җәң қилишқа йетип кәлди; у истиһкам-қорғанлириңни бәрбат қилиду.

19Йол бойида күзәт қил, и Ароәрдә туруватқан қиз; бәдәр тикиватқан әрдин вә қечиватқан қиздин: «Немә болди?» дәп сора;
20«Моаб хиҗаләткә қалди, чүнки у битчит қилинди!» дәп җавап берилиду. Аһ-зар тартип налә-пәряд көтириңлар; Арнонда: «Моаб һалак қилинди» — дәп җакалаңлар.
21Җаза һөкүми түзләңлик җайлири үстигә чиқирилди; Һолон, Яһаз вә Мәфаат үстигә,
22Дибон, Небо һәм Бәйт-Диблатаим үстигә,
23Кириатайим, Бәйт-Гамул һәм Бәйт-Меон үстигә,
24Кериот, Бозраһ һәм Моабдики жирақ-йеқин барлиқ шәһәрләрниң үстигә чиқирилиду.
25Моабниң Мүңгүзи кесиветилиду, униң билиги сундурулиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
26— Уни мәс қилиңлар, чүнки у Пәрвәрдигарға алдида һакавурлуқ қилған; Моаб өз қусуғида еғинап ятсун, шуниң билән рәсва қилинсун.
27Чүнки сән Моаб Исраилни мазақ қилған әмәсму? У оғрилар қатарида тутувелинғанму, сән уни тилға алсаңла бешиңни чайқайсән?!
28Шәһәрләрдин чиқип таш-қиялар арисини туралғу қилиңлар, и Моабда туруватқанлар; ғар ағзида угилиған пахтәктәк болуңлар!
29Биз Моабниң һакавурлуғи (у интайин һакавур!), йәни униң тәкәббурлуғи, һакавурлуғи, көңлидики мәғрур-көрәңлиги тоғрисида аңлидуқ.   
30Мән униң ночилиқ қилидиғанлиғини билимән, — дәйду Пәрвәрдигар, — бирақ ночилиғи карға яримайду; униң чоң гәплири бекар болиду.
31Шуңа Мән Моаб үчүн зар жиғлаймән, Моабниң һәммиси үчүн зар-зар көтиримән; Кир-Харәсәттикиләр үчүн аһ-пиған аңлиниду;
32И Сибмаһтики үзүм тели, Мән Яазәрниң зар-жиғиси билән тәң сән үчүн жиғлаймән; сениң пеләклириң созулуп, әслидә «Өлүк деңиз»ниң нериға йәткән еди; улар әслидә Яазәр шәһиригичиму йәткән еди. Лекин сениң язлиқ мевилириңгә, үзүм һосулуң үстигә бузғучи бесип келиду.
33Шуниң билән шатлиқ вә хошаллиқ Моабниң бағ-етизлиридин вә зиминидин мәһрум қилиниду; Мән үзүм көлчәкләрдин шарапни йоқитимән; үзүм чәйлигүчиләрниң тәнтәнә авазлири қайтидин яңримайду; авазлар болса тәнтәнә авазлири әмәс, җәң авазлири болиду.
34Чүнки налә-пәрядлар Һәшбондин көтирилип, Яһазғичә вә Елеалаһғичә йетиду; налә авазлири Зоардин көтирилип, Һоронаимғичә вә Әглат-Шелишияғичә йетиду; һәтта Нимримдики суларму қуруп кетиду.   
35Мән Моабта «жуқури җайлар»да қурбанлиқ қилғучиларни вә ят илаһларға хушбуй яққучиларни йоқитимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
36— Шуңа Мениң қәлбим Моаб үчүн нәйдәк муңлуқ мәрсийә көтириду; Мениң қәлбим Кир-Һәрәстикиләр үчүнму нәйдәк муңлуқ мәрсийә көтириду; чүнки у егиливалған байлиқ-ғәзниләр йоқап кетиду.

37Һәммә баш тақир қилдурулған, һәммә сақал чүшүрүлгән; һәммә қол титма-титма кесилгән, һәммә чатираққа бөз кийилгән.   
38Моабниң барлиқ өй өгүзлири үстидә вә мәйданларда матәм тутуштин башқа иш болмайду; чүнки Мән Моабни һеч кимгә яқмайдиған бир қачидәк чеқип ташлаймән, — дәйду Пәрвәрдигар,
39— улар пиғандин зарлишиду; Моаб шунчилик парә-парә қиливетилидуки, у хиҗаләттин көпчиликкә арқисини қилиду; Моаб әтрапидики һәммә тәрипидин рәсва қилинидиған, вәһимә салғучи объект болиду.
40Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, бириси бүркүттәк қанатлирини керип пәрваз қилип, Моаб үстигә шуңғуп чүшиду.
41Шәһәрлири ишғал болиду, истиһкамлар егиливелиниду; шу күни Моабдики палванларниң жүриги толғаққа чүшкән аялниң жүригидәк болиду.
42Моаб әл қатаридин йоқитилиду; чүнки у Пәрвәрдигар алдида һакавурлуқ қилған;
43вәһшәт, ора вә қилтақ бешиңларға чүшүшни күтмәктә, и Моабда туруватқанлар, — дәйду Пәрвәрдигар.
44— вәһшәттин қачқан ориға жиқилиду; оридин чиққан қилтаққа тутулиду; чүнки униң үстигә, йәни Моаб үстигә җазалиниш жилини чүшүримән — дәйду Пәрвәрдигар.
45Қачқанлар Һәшбон сепилиниң далдисида туруп амалсиз қалиду; чүнки Һәшбондин от, һәм мәһрум Сиһон падишаһниң зимини оттурисидин бир ялқун партлап чиқиду вә Моабниң чекилирини, соқушқақ хәлиқниң баш чоққилирини жутувалиду.   
46Һалиңға вай, и Моаб! Кемошқа тәвә болған әл набут болди; оғуллириң әсиргә чүшиду, қизлириң сүргүн болиду.
47Лекин, ахирқи заманларда Моабни сүргүнлүгидин қайтуруп әслигә кәлтүримән, — дәйду Пәрвәрдигар. Моаб үстигә чиқиридиған һөкүм мошу йәргичә.