Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәрәмия

Йәрәмия 41

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Әнди йәттинчи айда шундақ болдики, шаһзадә, шундақла падишаһниң баш әмәлдарлиридин бири болған Әлишаманиң нәвриси, Нәтанияниң оғли Ишмаил он адәм елип Мизпаһға, Аһикамниң оғли Гәдалияниң йениға кәлди; улар шу йәрдә, йәни Мизпаһда нан уштуп ғизаланғанда,   
2Нәтанияниң оғли Ишмаил һәм у епкәлгән он адәм орнидин туруп, Аһикамниң оғли Гәдалияға қилич чапти; уларниң шундақ қилиши Бабил падишаһи Йәһуда зимини үстигә һөкүмранлиққа бәлгүлигәнни өлтүрүштин ибарәт еди.
3Ишмаил Мизпаһда Гәдалияға һәмраһ болған барлиқ Йәһудийлар вә шу йәрдә туруватқан барлиқ Калдий җәңгивар ләшкәрләрни өлтүрүвәтти.
4Шундақ болдики, Гәдалияни өлтүрүвәткәндин кейин, иккинчи күнигичә һеч ким техи униңдин хәвәр тапмиған еди,
5мана Шәқәм, Шилоһ һәм Самарийәдин сәксән адәм йетип кәлди. Улар сақилини чүшүргән, кийимлирини житқан, әтлирини тилған, Пәрвәрдигарниң өйигә сунушқа қолида һәдийәләрни һәм хушбуйни тутқан һалда кәлгән еди.
6Нәтанияниң оғли Ишмаил уларни қарши елишқа маңғиничә жиғлиғанға селип Мизпаһдин чиқти; уларға: «Мәрһәмәт, Аһикамниң оғли Гәдалия билән көрүшүшкә апиримән» — деди.
7Шундақ болдики, улар шәһәр оттурисиға йәткәндә, Нәтанияниң оғли Ишмаил вә униң билән биллә болған адәмләр уларни өлтүрүп җәсәтлирини су азгилиға ташливәтти.
8Һалбуки, улар арисидин он адәм Ишмаилға: «Бизни өлтүрүвәтмә, чүнки далада бизниң йошуруп қойған буғдай, арпа, зәйтун мейи вә һәсәл қатарлиқ озуқ-түлүгимиз бар» — деди. Шуңа у қолини жиғип, бурадәрлири арисидин уларни өлтүрмиди.
9Ишмаил өлтүргән адәмләрниң җәсәтлирини ташливәткән бу азгал болса, интайин чоң еди; уни әсли падишаһ Аса Исраил падишаһи Баашадин қорқуп колап ясиған еди. Нәтанияниң оғли Ишмаил бу азгални җәсәтләр билән толдурди.
10Ишмаил Мизпаһта турған хәлиқниң қалдисиниң һәммисини, җүмлидин қаравул беги Небузар-Адан Аһикамниң оғли Гәдалияға тапшурған падишаһниң қизлири вә Мизпаһда қалған барлиқ кишиләрни әсиргә елип кәтти; Нәтанияниң оғли Ишмаил уларни әсиргә елип Аммонийларниң қешиға өтүшкә йол алди.
11Кареаһниң оғли Йоһанан вә униң қешидики һәммә ләшкәр башлиқлири Нәтанияниң оғли Ишмаил садир қилған барлиқ рәзилликтин хәвәр тапти;
12шуниң билән улар барлиқ адәмлирини елип Нәтанияниң оғли Ишмаилға җәң қилишқа чиқти; улар Гибеондики чоң көл бойида униң билән учрашти.
13Ишмаилниң қолида турған барлиқ хәлиқ Кареаһниң оғли Йоһанан һәм униң һәмраһлири болған барлиқ ләшкәр башлиқлирини көргәндә хошал болди.
14Ишмаил Мизпаһдин елип кәткән барлиқ хәлиқ йолдин йенип, Кареаһниң оғли Йоһананниң йениға кәлди.
15Лекин Нәтанияниң оғли Ишмаил сәккиз адими билән Йоһанандин қечип, Аммонийлар тәрипигә өтүп кәтти.
16Андин Кареаһниң оғли Йоһанан һәм униң һәмраһлири болған барлиқ ләшкәр башлиқлири Нәтанияниң оғли Ишмаил Аһикамниң оғли Гәдалияни өлтүргәндин кейин Мизпаһдин елип кәткән хәлиқниң қалдисиниң һәммисини өз қешиға алди; у уларни, йәни җәңгивар ләшкәрләр, қиз-аяллар, балилар вә орда әмәлдарлирини Гибеондин елип кәтти.
17Улар Калдийиләрдин өзлирини қачуруш үчүн Мисирға қарап йол елип Бәйт-Ләһәмгә йеқин болған Герут-Қимхамда тохтап турди.
18Сәвәви болса, улар Калдийләрдин қорқатти; чүнки Бабил падишаһи зимин үстигә һөкүмранлиққа бәлгүлигән Аһикамниң оғли Гәдалияни Нәтанияниң оғли Ишмаил өлтүрүвәткән еди.