1Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2Сән аял затини әмриңгә алмайсән, шундақла мошу зиминда оғул-қиз пәрсәнд тапмайсән.
3Чүнки Пәрвәрдигар бу йәрдә туғулған оғул-қизлар, бу зиминда уларни туққан анилар вә уларни туғдурған атилар тоғрисида мундақ дәйду: —
4Улар әләмлик кесәлләр билән өлиду; улар үчүн һеч матәм тутулмайду, улар көмүлмәйду; өлүклири тезәктәк тупрақ йүзидә ятиду, улар қилич, қәһәтчилик билән йәп кетилиду; җәсәтлири асмандики учар-қанатлар вә зиминдики һайванатлар үчүн озуқ болиду.
5Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Сән Йәрәмия, һаза болуватқан һеч бир өйгә кирмә, яки өлгәнләр үчүн аһ-зар көтириш яки өкүнүшкә барма; чүнки Мән бу хәлиқтин хатирҗәмлигимни, меһир-муһәббитимни вә рәһимдилликлиримни елип ташлидим, — дәйду Пәрвәрдигар.
6Улуқлардин тартип пәсләргичә бу зиминда өлиду; улар йәргә көмүлмәйду; һеч ким улар үчүн аһ-зар көтәрмәйду, яки уларни дәп, я әтлирини тилмайду, я чачлирини чүшүрүвәтмәйду;
7улар қарилиқ тутқанларни йоқлап, нан уштумайду, өлгәнләр үчүн көңүл соримайду; ата-аниси өлгәнләр үчүн һеч ким тәсәлли қәдәһини сунмайду.
8Сән болсаң әл-жут билән биллә йәп-ичишкә той-бәзмә болған өйгиму кирмә;
9чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән өз күнлириңларда вә өз көз алдиңларда, бу йәрдин тамашиниң садасини, шат-хурамлиқ садасини вә тойи болуватқан жигит-қизниң авазлирини тохтитимән.
10Шундақ болидуки, сән бу хәлиққә бу сөзләрниң һәммисини ейтқиниңда, улар сәндин: «Немишкә Пәрвәрдигар мушундақ зор бир күлпәтни бешимизға чүшүрүшкә бекиткән? Бизниң қәбиһлигимиз зади немә? Пәрвәрдигар Худайимиз алдида зади садир қилған немә гунайимиз барду?» — дәп сорайду.
11Әнди сән уларға мундақ дәйсән: — Чүнки ата-бовилириңлар Мәндин ваз кәчкән, — дәйду Пәрвәрдигар, — һәмдә башқа илаһларға әгишип уларниң қуллуғида болған, уларға чоқунған; улар Мәндин ваз кәчкән, Тәврат-қанунумни һеч тутмиған;
12силәр болсаңлар, ата-бовилилириңлардин техиму бәттәр қилғансиләр; мана, һәр бириңлар өз рәзил көңлидики җаһиллиқниң кәйнигә кирип, Маңа һеч қулақ салмиғансиләр;
13Шуңа Мән силәрни бу зиминдин елип, силәр яки ата-бовилириңлар һеч билмәйдиған башқа бир зиминға ташлаймән; силәр шу йәрдә кечә-күндүз башқа илаһларниң қуллуғида болисиләр; чүнки Мән силәргә һеч меһирни көрсәтмәймән.
14Шуңа мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — «Исраилларни Мисир зиминидин қутқузуп чиқарған Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дегән қәсәм қайтидин ишлитилмәйду,
15бәлки шу күнләрдә «Исраилларни шималий зиминидин вә Өзи уларни һайдиған барлиқ зиминләрдин қутқузуп чиқарған Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дәп қәсәм ичилиду. Чүнки Мән уларни ата-бовилириға тәқдим қилған зиминиға қайтуримән.
16Һалбуки, мана һазир болса, Мән нурғун белиқчиларни әвәтип уларни тутқузушқа чақиримән, — дәйду Пәрвәрдигар; — андин нурғун овчиларни әвәтип уларни қоғлап овлашқа чақиримән; улар уларни һәр бир тағдин, һәр бир егизликтин, қия ташларниң ғар-қисилчақлиридин тепивалиду.
17Чүнки көзлирим уларниң барлиқ йоллири үстидә туриду; улар алдимда һеч суқуналмиди, уларниң қәбиһлиги көзлиримдин һеч йошурулмиди.
18Лекин Мән авал уларниң қәбиһлигини вә гунайини бешиға һәссиләп қайтуримән; чүнки улар зиминимни жиркиничлик нәрсиләрниң өлүклири билән булғиған, Мениң мирасимни ләнәтлик нәрсилири билән толдурған.
19— И Пәрвәрдигар, Сән мениң күчүм вә қорғинимсән, азап-оқубәт күнидә башпанаһимсән. Әлләр болса йәр йүзиниң чәт-чәтлиридин йениңға келиду вә: «Бәрһәқ, ата-бовилиримиз ялғанчилиқ һәм бимәниликкә мирасхорлуқ қилған; бу нәрсиләрдә һеч пайда йоқтур.
20Инсанлар өз-өзигә худаларни ясияламду?! Лекин ясиғини Худа әмәстур!» — дәйду.
21— Шуңа, мана, Мән бу қетим бу рәзил хәлиққә шуни убдан билдүримән, — уларға Мениң қолум вә күч-қудритимни убдан билдүримән; шуниң билән улар Мениң намимниң Пәрвәрдигар екәнлигини билиду!